Этнографические группы Уйгуров

Общение представителей 5-ти стран Центральной Азии: Казахстан, Кыргызстан, Таджикистан, Туркменистан, Узбекистан + Афганистана.

Этнографические группы Уйгуров

Сообщение YOURRA 28 янв 2011, 12:29

Я думаю братья тюрки поймут и без перевода на русский.

Уйғурлар қандақ?

Ақсу уйғурлири

Ақсу уйғурлири ақпишмақ, әмма сәл – пәл буғдай өңлүк келиду һәмдә беши юмилақ, йүзи кәң вә гөшлүк, чачлири қарамтул вә долқунсиман, қой көзлүк вә арилашма көзлүк, лекин юқири қапиқиниң қети чоң, сақал – бурутлири оттураһал, бурни адәттә кәңрәк вә түз, пешаниси кәң болиду.

Ақсу уйғурлири характер жәһәттин тоғра (түз), аддий – садда, юваш, мулайим, кәмтәр, шүкричан хәлқтур. Деһқанлири көп, һүнәрвәр касиплири аз, сода тижарәткә анчә қизиқмайду. Һүнәр – кәсип вә тижарәт билән шуғуллинидиғанларниң көпчиликини башқа шәһәрләрдин кәлгәнләр тәшкил қилиду. Деқанлири ақкөңүл вә меһмандост болуп, пулға анчә һерисмән әмәс. Улар сәнъәтхумар болуп, әр – аял топлишип мәшрәп ойнашқа адәтләнгән.

Ақсу уйғурлири бағвәнчиликкә алаһидә етибар бериду. Шуңа Ақсу муһити гүзәл, бүкбарақсан шәһәр болуп, елимиз бойичә узун өмүр көридиғанларниң мутләқ көпчилики мана шу Ақсу тәвәсидә яшайдиған уйғурлардур.

Атуш уйғурлири

Тарихий мәнбәләрдә көрситилишичә, Атуш уйғурлири итник жәһәттин қәдимки уйғур қәбилиләр иттипақи ичидики асаслиқ қәбилиләрниң бири болған яғмиларниң уруғ – әвладлири дәп қарайду.

Бүгүнки атуш уйғурлириниң қияпәт тәсәвири қәшқәр уйғурлириниң қияпәт тәсвири билән асасән охшап кетиду. Йәни баш сөңики юмилақрақ, чач вә сақаллири қоюқ вә қара, бурниинчикә, лекин егизрәк (қаңшалиқ), буғдай өңлүк, қой көзлүк, оттура бой, бәдән мускуллири чиң, йүзи соқичақрақ (ат йүз), көз қарчуқи өткүз, әгмә қаш,қапиқиниң қети кәңрәк келиду.

Атуш уйғурлири ишчан вә пәм – парасәтлик болуп, илим – мәрипәтни қәдирләйду вә һөрмәтләйду, йеңилиққа интилиду, жапа – мушәққәттин зарланмайду, бәлки өз әқил парасити вә күчигә тайинип бәхитлик турмуш яритиш роһи үстүн.

Атуш уйғурлири өз ара инақ вә иттипақ яшайду, қәйәрдә олтурақлишишидин қәтъийнәзәр, өз-ара издишип бир – биригә ярдәм бериду вә әқил көрситиду. Йоқсуллириға хәйр – хаһлиқ қилиду.

Тижарәт вә сода сетиққа камиллиқи, сөздә мулайим вә чивәрлики, өз ишиға пухтилиқи, кәмтәрлики вә сиңишчанлиқи, алдин көрәрлики қатарлиқ аламәт
Аватар пользователя
YOURRA
 
Сообщений: 65
Зарегистрирован: 01 янв 2011, 13:50

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение YOURRA 28 янв 2011, 12:29

Тижарәт вә сода сетиққа камиллиқи, сөздә мулайим вә чивәрлики, өз ишиға пухтилиқи, кәмтәрлики вә сиңишчанлиқи, алдин көрәрлики қатарлиқ аламәтләр Атуш уйғурлирини характерләйдиған түп аламәтләрдур.

Или уйғурлири

Или уйғурлири асасән териқчилиқ вә чарвичилиқ билән шуғуллиниду. Бу район шинжаңниң ашлиқ амбарлиридин бири санилиду.

Или уйғурлри әмгәкчан, әқил – парасәтлик, батур, роһлуқ, тетик, хуш чақчақ, кәң қорсақ, сөзмән, юмурға бай, пакиз тәбиәтлик, елим – беримға маһир, меһмандост, салам – саәтлик, йүрүш – туруши рәтлик вә салапәтлик, нахша – музикиға һерисмән, мәдәнийәт сөйәр болуштәк алаһидиликләр билән характерлиниду.

Тарихта или уйғурлириниң қошна әлләр билән барди – кәлди мунасивити қоюқ болған. Шу сәвәбтин или уйғурлири мәдәнийәт жәһәттә башқа районларға қариғанда бурунрақ ойғанған. Бу район бәлгилик иқтисадий әвзәлликкә егә болғачқа түрлүк хәлиқләр учришип туридиған типик бир районға айланған. Әсли йәрлик Или уйғурлириниң антропологийәлик типи торкоидлар ирқиға мәнсуп болуп, у явроидлиқ билән моңғулоидлиқниң охшимиған нисбәттики арилашмисидин шәкилләнгән. Жуңғар ханлиқи дәвридә жәнубий Шинжаңдин Или райониға көплигән уйғурлар көчүп барған болуп, улар тәбиийки Қәшқәр, Хотән уйғурлириниң қияпәт характеригә егә.

Корла уйғурлири

Корла уйғурлириниң итник тәркиби бир қәдәр мурәккәп болуп, Лопнур уйғурлири йәрлик ирқи алаһидилик жәһәттин вәкиллик характеригә егә. Улар сарғуч өңлүк, беши юмилақрақ, бойи оттураһал, бәстлик, йүзиниң дас сөңики чоңрақ, бурни түз, қелинрақ, бурун төшүклири сәл чоңрақ, йүзлири қисқа, кәң, чачлири түз вә қоюқ, көз қаричуқи қара, қапиқи тар әмма қелинрақ, сақал – бурутлири оттурһал болуштәк алаһидилик билән характерлиниду. Корла шәһири вә униңға йеқин районлардики уйғурлар қияпәт жәһәттин Ақсу, Қучар уйғурлириға асасән охшайду.

Корла уйғурлири ақкөңүл, раст сөзлүк, мулайим, көкси – қарни кәң, һийлә – микирсиз, иззәт – екрамлиқ болуп, деһқанчилиқ билән турмуш кәчүриду. Лопнур әтрапдикиләр чарвичилиқ, овчилиқ, белиқчилиқни асас қилип кәлгән болуп, аддий – садда яшашқа адәтләнгән, һүнәр – кәсип, сода – тижарәт билән шуғулланмиған.

Қәшқәр уйғурлири

Қәшқәр уйғурлири юмилақ баш (брахикифал), оттура бой, буғдай өңлүк, йүзи со&
Аватар пользователя
YOURRA
 
Сообщений: 65
Зарегистрирован: 01 янв 2011, 13:50

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение YOURRA 28 янв 2011, 12:29

Қәшқәр уйғурлири

Қәшқәр уйғурлири юмилақ баш (брахикифал), оттура бой, буғдай өңлүк, йүзи соқичақрақ(ат йүз), бурни оттураһал кәң, лекин егиз (қуш тумшуқ бурун билән түз бурун арисида), чачлири қара қуңуррәң, қой көзлүк, сақал – бурутлири қоюқ, әгим қашлиқ, териси сүзүк вә силиқ болуп, омумән чирайлиқ келиду. Улар чирайлиқ кийинип салапәтлик йүрүшни яхши көриду, тазилиққа вә гиримгә алаһидә әһмийәт бериду, өлима вә касип кишиләргә дост вә амрақ келиду, илим – пәнни қәдирләйду, һәмсөһбәтни яхши көриду.Қәшқәр уйғурлири хәйр – сахавәтлик, меһмандост, дана һәм мулайим сөзлүк болуп, хушнаваз, сәнъәтхумар келиду. Турмушта тиришчан һәм әмгәкчан болуп, сода – сетиқ вә тижарәтка маһир, саяһәт вә сәпәргә һәвәс қилиду. Әһли кәсип вә һүнәрвәнләрниң тиришчанлиқи, қол һүнәр маһарити жәһәттә башқа шәһәрниң адәмлиригә қариғанда үстүн вә зиядә туриду. Шуңа Қәшқәр қәдимдин башлап Оттура Асияниң мәдәнийәт вә сода мәркизи болуп кәлгән.

Қомул уйғурлири

Қумул тарихтин буян уйғурларниң қәдимки ана юртлиридин бири. Қомул уйғурлири әмгәкчан, батур, әқил – парасәтлик, ақкөңүл, кәмтәр, хушпъел, силиқ – сипайә, өм – инақ, меһмандост, оюн – чақчақ, нахша – уссулға һерисмән болуштәк характиригә игә. Шуниң үчүн бу район «бири булиқи, бири хулқи яхши» дәп тәриплиниду.

Қумул уйғурлири қияпәт жәһәттин ақ әмма сәл – пәл буғдай өңлүк, оттура бойлуқтин төвәнрәк, бурни адәттә кәңрәк вә түз, яңақ сөңики кәң, чачлири сәл түз, қоңур, анчә қоюқ әмәс, қой көзлүк вә арилашма көзлүк, лекин юқири қапиқиниң қети чоң, көз оқлири сәл – пәл чеқир, пешаниси сәл таррақ, сақал – бурути шалаң (коса), беши сәл соқичақрақ (хрокифал) болуштәк алаһидиликләр билән характерлиниду.

Турпан уйғурлири

Турпан қәдимий шәһәр болуп, қәдимки «Идиқут» уйғурлириниң мәркизи һесаблиниду. Турпан уйғурлири қияпәт жәһәттин сарғуч өңлүк, баш сөңики юмилаққа майил, егиз бой, гәвдилик, бурни япилақрақ һәм қелинрақ бурун төшүклири сәл чоңрақ көндүләң шәкилдә, йүзлири кәң, йүзиниң дас сөңики көрүнәрлик. Қарамтул, әмма кичикрәк (чеқир көз), қапиқи гөшлүк, чачлири түз вә қара, сақал – бурут
Аватар пользователя
YOURRA
 
Сообщений: 65
Зарегистрирован: 01 янв 2011, 13:50

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение YOURRA 28 янв 2011, 12:29

Турпан уйғурлири

Турпан қәдимий шәһәр болуп, қәдимки «Идиқут» уйғурлириниң мәркизи һесаблиниду. Турпан уйғурлири қияпәт жәһәттин сарғуч өңлүк, баш сөңики юмилаққа майил, егиз бой, гәвдилик, бурни япилақрақ һәм қелинрақ бурун төшүклири сәл чоңрақ көндүләң шәкилдә, йүзлири кәң, йүзиниң дас сөңики көрүнәрлик. Қарамтул, әмма кичикрәк (чеқир көз), қапиқи гөшлүк, чачлири түз вә қара, сақал – бурутлири шалаң болуштәк алаһидилики билән характерлиниду.

Турпан уйғурлири раст қоллуқ, раст сөзлүк, түз көңүл, һийлә – микир вә хиянити йоқ, әқидә – ихласлири сап, сөзлири қопалларақ болсиму, көкси – қарни кәң, өз-ара адавәт сақлимайдиған, артуқчә тәкәллүпни халимайдиған, әқидиси күчлүк хушпеил хәлқтур.

Турпанниң һаваси иссиқ, килимати қурғақ, сүйи кам болғачқа Турпан уйғурлири кариз сүйигә тайинип деһқанчилиқ вә бағвәнчилик билән һаят кәчүриду.

Турпан уйғурлири әмгәкчан вә батур хәлиқ болуп, қийнчилиқтин қорқмайду. Әмма деһқанчилиқтин башқа һүнәр – кәсипкә анчә камил әмәс, сода – тижарәткиму анчә қизиқмайду.

Хотән уйғурлири

Хотән уйғурлири бәстлик, ақпишмақ, һал тәнлик болуп, юмилақ баш (брохикифаллиқи гәвдилик), оттура бой, бурни инчикә, лекин егиз, йүзи соқичақрақ (ат йүз), чалири қара қарамтул долқумсиман, сақал – бурутлири қоюқ, қара көз, қаш – кирпиклири толуқ, тәбәссум чирай келиду. Хотән уйғурлири бир сөзлүк, бир қоллуқ, бир нийәтлик вә иттипақ болуп, мулайим вә кәмтәр ишчан келиду. Хотән уйғурлири өз ишиға наһайити пухта, достлуқ әқидиси күчлүк, ағзи мәһкәм болуп, сир сақлалайду. Хотән уйғурлири касип – һүнәрвән, тәбиәт идрики пакиз, зеһни өткүр болуп, өткән ишлардин хатирә қалдурушқа адәтләнгән.

Хотән уйғурлири аддий – садда яшайду, һәшәмәтчиликни яқтурмайду. Әдәбият – сәнъәт вә тибабәтчликкә алаһидә етибар билән қарайду, өлима вә алимларни қәдирләйду.

Хотән уйғрулири һәрқандақ һүнәрни өз камалиға йәткүзүп, херидарни рази қилиду. Шуңа бу жай әзәлдин йипәк йоли тоқумичлиқи вә қаштеши оймикарлиқи билән мәшһур.
Аватар пользователя
YOURRA
 
Сообщений: 65
Зарегистрирован: 01 янв 2011, 13:50

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Gavana 28 янв 2011, 13:30

Алматылык уйгурлар казакларга укшап калды!
Аватар пользователя
Gavana
 
Сообщений: 9
Зарегистрирован: 21 янв 2011, 03:36

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Alvalk 28 янв 2011, 13:42

Уйгуры


илийские уйгуры (таранчи)


ферганские уйгуры (кашгарцы , кашгарлыки )


хотанцы (хотанлыки ).

Уйгуры, которые живут в Казахстане антропологический не сильно отличаются от илийских уйгуров в самом СУАР.
Вроде так.
Даже имеет место быть различие в диалектах, не говоря о лицах.
Кашкарцы обычно в большей степени европеоиды,
тогда как илийский уйгуры являются предстаителями переходной расы(от монголоидной к европеоидной). бывают похожими и на казахов, бывает и на узбеков )
Аватар пользователя
Alvalk
 
Сообщений: 1086
Зарегистрирован: 31 дек 2010, 10:58

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Gavana 28 янв 2011, 15:19

Бишкекские уйгуры европеоиднее Алматинских, это замечают многие!
Аватар пользователя
Gavana
 
Сообщений: 9
Зарегистрирован: 21 янв 2011, 03:36

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Betty 28 янв 2011, 15:58

250 km i uzhe raznica ))

Hotya na samom dele uighury byvayut raznye. naprimer znayu odnogo uighura on pohozh na kyrgyza ochen.
Аватар пользователя
Betty
 
Сообщений: 97
Зарегистрирован: 06 янв 2011, 01:01

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Alvalk 28 янв 2011, 15:58

Поскольку бишкекские уйгуры по происхождению это Ферганские уйгуры )
если не прав, то поправьте..
Аватар пользователя
Alvalk
 
Сообщений: 1086
Зарегистрирован: 31 дек 2010, 10:58

Re: Этнографические группы Уйгуров

Сообщение Zac 29 янв 2011, 04:00

Бишкекские в основном кашгарцы, атушцы, мигранты 50-60 годов. Ферганские в основном в долине - Пахтаабад, Кашкар-Кишлак, Андижан, Уйгурсай и др.
Аватар пользователя
Zac
 
Сообщений: 214
Зарегистрирован: 30 дек 2010, 02:38

След.

  • Похожие темы
    Ответов
    Просмотров
    Последнее сообщение

Вернуться в Центральная Азия

Кто сейчас на форуме

Сейчас этот форум просматривают: нет зарегистрированных пользователей и гости: 3

cron