Я думаю братья тюрки поймут и без перевода на русский.
Уйғурлар қандақ?
Ақсу уйғурлири
Ақсу уйғурлири ақпишмақ, әмма сәл – пәл буғдай өңлүк келиду һәмдә беши юмилақ, йүзи кәң вә гөшлүк, чачлири қарамтул вә долқунсиман, қой көзлүк вә арилашма көзлүк, лекин юқири қапиқиниң қети чоң, сақал – бурутлири оттураһал, бурни адәттә кәңрәк вә түз, пешаниси кәң болиду.
Ақсу уйғурлири характер жәһәттин тоғра (түз), аддий – садда, юваш, мулайим, кәмтәр, шүкричан хәлқтур. Деһқанлири көп, һүнәрвәр касиплири аз, сода тижарәткә анчә қизиқмайду. Һүнәр – кәсип вә тижарәт билән шуғуллинидиғанларниң көпчиликини башқа шәһәрләрдин кәлгәнләр тәшкил қилиду. Деқанлири ақкөңүл вә меһмандост болуп, пулға анчә һерисмән әмәс. Улар сәнъәтхумар болуп, әр – аял топлишип мәшрәп ойнашқа адәтләнгән.
Ақсу уйғурлири бағвәнчиликкә алаһидә етибар бериду. Шуңа Ақсу муһити гүзәл, бүкбарақсан шәһәр болуп, елимиз бойичә узун өмүр көридиғанларниң мутләқ көпчилики мана шу Ақсу тәвәсидә яшайдиған уйғурлардур.
Атуш уйғурлири
Тарихий мәнбәләрдә көрситилишичә, Атуш уйғурлири итник жәһәттин қәдимки уйғур қәбилиләр иттипақи ичидики асаслиқ қәбилиләрниң бири болған яғмиларниң уруғ – әвладлири дәп қарайду.
Бүгүнки атуш уйғурлириниң қияпәт тәсәвири қәшқәр уйғурлириниң қияпәт тәсвири билән асасән охшап кетиду. Йәни баш сөңики юмилақрақ, чач вә сақаллири қоюқ вә қара, бурниинчикә, лекин егизрәк (қаңшалиқ), буғдай өңлүк, қой көзлүк, оттура бой, бәдән мускуллири чиң, йүзи соқичақрақ (ат йүз), көз қарчуқи өткүз, әгмә қаш,қапиқиниң қети кәңрәк келиду.
Атуш уйғурлири ишчан вә пәм – парасәтлик болуп, илим – мәрипәтни қәдирләйду вә һөрмәтләйду, йеңилиққа интилиду, жапа – мушәққәттин зарланмайду, бәлки өз әқил парасити вә күчигә тайинип бәхитлик турмуш яритиш роһи үстүн.
Атуш уйғурлири өз ара инақ вә иттипақ яшайду, қәйәрдә олтурақлишишидин қәтъийнәзәр, өз-ара издишип бир – биригә ярдәм бериду вә әқил көрситиду. Йоқсуллириға хәйр – хаһлиқ қилиду.
Тижарәт вә сода сетиққа камиллиқи, сөздә мулайим вә чивәрлики, өз ишиға пухтилиқи, кәмтәрлики вә сиңишчанлиқи, алдин көрәрлики қатарлиқ аламәт